канадада қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

канаданиң торонтода қораллиқ тоқунуш йүз берип бәш адәм қаза қилди.

1920561
канадада қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йорк районлуқ сақчи идариси байанат елан қилип, онтарийо районидики бир туралғуда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип,  һуҗумда бәш кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, һуҗумчиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини уқтурди.

байанатта, һуҗумда йариланған бир кишиниң дохтурханида давалиниватқанлиқи қәйт қилинди.

сақчилар, һуҗумчиниң вәқә йүз бәргән туралғуниң аһалиси йаки әмәслики икәнликиниң ениқлиналмиғанлиқини, тәкшүрүш намәлум һуҗум қилғучини техичә ениқлийалмиған. вәқәни тәкшүрүш давамлашмақта.

канадада кәң көләмлик оқ чиқириш вәқәлири наһайити аз йүз бериду. торонто узундин буйан дунйадики әң бихәтәр чоң шәһәрләрниң бири дәп қаралмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر