ливийә мисирниң деңиз чегралири қарарини рәт қилди

ливийә мисирниң икки дөләтниң деңиз чегралирини бекитиш қарарини пүтүнләй рәт қилди.

1920142
ливийә мисирниң деңиз чегралири қарарини рәт қилди

үркийә авази радийоси хәвири: ливийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, мисирниң 11 – декабир күни ғәрбий деңиз чегралирини бекитиш қарари арқилиқ, ливийәниң деңиз тәвәлики вә материк суписини дәпсәндә қилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «мисир бекиткән чегралар хәлқара қанунға асасән адаләтсиздур. чүнки бу чеграларға мунасивәтлик қарар бир тәрәплимә елан қилинған.»

«бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамиси вә хәлқара қанунниң бәлгилимилиригә асасән, икки қошна дөләтниң деңиз чегралири, икки тәрәпниң мәнпәәтигә капаләтлик қилиш вә баравәрлик пиринсипиға һөрмәт қилиш асасида бекитилиши шәрт.»

«ливийә хәлқара қанун даирисидә мисирниң йуқирида тилға елинған қарарини пүтүнләй рәт қилиду, мисир һөкүмитини ливийә миллий бирлик һөкүмити билән деңиз чегралирини бекитиш тоғрисида сөһбәт өткүзүшкә чақириду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر