хитайниң дунйаниң һәр қайси җайлирида 100 дин артуқ сақчи мәркизи қурғанлиқи илгири сүрүлди

хитайниң чәт әлләрдики өктичиләрниң изини қоғлаш вә уларға бесим ишлитиш үчүн дунйа миқйасида 100 дин артуқ қанунсиз мәхпий мәркәз қурғанлиқи илгири сүрүлди.

1915371
хитайниң дунйаниң һәр қайси җайлирида 100 дин артуқ сақчи мәркизи қурғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәдики һөкүмәтсиз тәшкилат «Safeguard Defenders» тәрипидин нәшр қилинған «чарлаш вә қайил қилиш» мавзулуқ доклатта, дунйаниң һәрқайси җайлирида хәлқара қанунларға хилап һалда нәччә онлиған «хитай сақчи мулазимәт мәркизи» барлиқи илгири сүрүлди.

доклатта, сентәбирдә (2022) доклат қилинған 54 сақчи понкитидин башқа, йәнә 48 сақчи понкитиниң барлиқи, шуниң билән, 53 дөләттики сақчи понкити саниниң 102 гә йәткәнлики қәйт қилинди.

барлиқи илгири сүрүлгән йеңи сақчи мәркәзлириниң 11 ниң италийәдә, бәшиниң канадада, қалғанлириниң киродийә, сербийә, руменийә вә башқа дөләтләрдә икәнликигә ишарәт қилинған доклатта, мәзкур сақчи понкитлириниң чәт әлләрдә йашайдиған 230 миң хитайни хитайға қайтишқа қайил қилғанлиқи билдүрүлди.

доклатта, фирансийә пайтәхти париждин кәм дегәндә бир хитайниң өз дөлитигә қайтишқа қайил қилинғанлиқи илгири сүрүлди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи башқа дөләтләрдики өктичиләрни из қоғлап тәкшүрүш үчүн «сақчи мәркизи» қурулғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилип, мәзкур хадимларниң чәт әлләрдики пуқраларниң материйаллирини һәл қилишлириға йардәм қиливатқанлиқини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر