блинкен вашингтонниң хитайдики намайишларни қоллайдиғанлиқини билдүрди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен вашингтонниң хитайдики ковид-19 тәдбирлиригә қарши намайишларни қоллайдиғанлиқини вә өзиниң алдимиздики йилниң бешида елип баридиған хитай зийарити җәрйанида бу мәсилини оттуриға қойидиғанлиқини ейтти.

1914516
блинкен вашингтонниң хитайдики намайишларни қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен CNN қанилиниң җейк тапер рийасәтчилик қилған «иттипақдаш дөләт» пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди.

у, таперниң «американиң хитайтики ковид -19 намайишлирини қоллайдиған йаки қоллимайдиғанлиқи» тоғрисидики соалиға, «әлвәттә қоллаймиз. биз мәйли хитай, мәйли иран йаки дунйаниң һәр қандақ бир йеридә болсун, кишилик һоқуқни, тинч намайиш қилиш һоқуқини, пикир байан қилиш һоқуқини қоғдаймиз» дәп җаваб бәрди.

у келәр йилиниң бешида өзиниң хитайда дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқини, зийарити җәрйанида бу мәсилиниму оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди.

хитай һөкүмити күз пәслиниң башлиниши билән вирусниң омикрон варийантиниң көпийип кәткәнликини илгири сүрүп оттуриға қойған «нөл йуқум» сийасити даириисидә, сайаһәт чәклимиси, коллектип тәкшүрүш,  ишләпчиқириш, сода вә мулазимәт саһәсидики паалийәтләрни чәкләш йаки йепиқ һаләттә давамлаштуруш қатарлиқ қаттиқ вә кәң көләмлик тәдбирләрни йолға қойғаниди.

хәлқ хитай һөкүмитиниң мәзкур қаттиқ тәдбирлиригә наразилиқ билдүрүп, дөләтниң охшимиған җайлирида намайишларни өткүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر