украинада  14 милйон 500 миңдин артуқ киши дөләтни тәрк әтти

русийә украинада уруш қозғиған 24 – февралдин (2022) буйан 14 милйон 500 миңдин артуқ украиналиқниң дөләтни тәрк әткәнлики билдүрүлди.

1913668
украинада  14 милйон 500 миңдин артуқ киши дөләтни тәрк әтти

түркийә авази радийоси хәвири: украина парламенти кишилик һоқуқ комиссари димитро лубинетс, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «русийә украинада уруш қозғиған 24 – февралдин буйан 14 милйон 500 миңдин артуқ украиналиқ дөләтни тәрк әтти. булардин кәм дегәндә 11 милйон 700 миң киши йавропа иттипақи дөләтлиригә кәтти. 7 милйон 700 миң киши йавропада вақитлиқ қоғдиниш мулазимитигә еришкүчи сүпитидә тизимға елинди.»

у йәнә, давамлишиватқан уруш сәвәбидин  4 милйон 700 миң украиналиқниң өй-маканлиридин айрилип қалғанлиқиниму  сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر