б д т африқа қитәсидә тәрәпләрни тинчлиқ орнитишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес африқа қитәсидә тәрәпләргә тинчлиқ орнитиш тоғрулуқ чақириқта болди.

1913723
б д т африқа қитәсидә тәрәпләрни тинчлиқ орнитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи гутеррес ефийопийәниң пайтәхти әддис әбебәдә өткүзүлгән 6-нөвәтлик африқа  әллири итипақи -бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиллиқ конферансидин кейин  елан қилған байанатида, африқа қитәсидә тәрәпләрни тинчлиқ орнитишқа чақирип мундақ деди: «бүгүн биз  конферанста органлиримизниң африқа қитәсидә тинчлиқни қоғдаш үчүн қандақ хизмәтләрни ишләватқанлиқи тоғрисида музакирә елип бардуқ. африқа тинчлиққа моһтаҗ, шундақла тинчлиққа еришиш африқаниң әң тәбиий һоқуқи.»

у тинчлиқниң һәрдаим зөрүр болсиму, лекин әмәлгә ашурушниң қийин икәнликини әскәртти.

у ефийопийә баш министири әбий әһмәд вә африқа  әллири итипақи комитетиниң рәиси муса фақи муһәммәд биләнму бир йәргә җәм болди.

көрүшүштә, африқа қитәсидики кишилик һоқуқ, килимат өзгириши, бихәтәрлик вә тәрәққийат қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر