украина йардәмләрниң тезликтә йәткүзүлүшини тәләп қилди

украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба натодин русийә билән уруш қиливатқан дөлитигә, һәрбий вә һәрбий болмиған йардәмләрни «техиму тезликтә» йәткүзүп беришни тәләп қилди.

1912785
украина йардәмләрниң тезликтә йәткүзүлүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба нато ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлгән руменийә пайтәхти бухарестта, нато баш катипи столтенберг мухбирларға байанат бәрди.

у илгириму натодин қорал-йарағ тәләп қилғанлиқлирини, қорал-йарағ берилгәнлики үчүн русийә бесивалған земинларниң көпинчисиниң қайтурувалғанлиқлирини билдүрүп, қилинидиған йардәмләрниң тезликтә әвәтилишини тәләп қилди.

у: «русийәни мәғлуб қилалайдиғанлиқимизни испатлидуқ. қорал-йарағлар вә ғәрб дөләтлиридики қорал-йарағ ишләпчиқириш тоғрисидики қарарлар вә буларни тапшуруп бериш ишлири техиму тез болуши керәк» деди.

у йәнә мундақ деди:

«биз һава қоғдиниш системилириға еһтийаҗлиқ. бизгә айрис (Iris), хавк (Hawk), <вәтәнпәрвәр> системилири керәк. бәзи үскүниләр вә генераторлиримиз болған әһвалда өзимизниң енергийә истансисилирини қайта ишқа кириштүрүп, хәлқни йахши турмуш шараитлириға игә қилалаймиз. һава қоғдиниш системимиз болса ул-әслиһәлиримизни русийәниң кейинки башқурулидиған бомбилириға қарши қоғдийалаймиз.»

русийә 24-феврал (2022) украинаға қарши таҗавузчилиқ уруши қозғиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر