иран қомандани: намайишларда 300 дин артуқ киши қаза қилди

иран инқилаби муһапизәт армийәси қоманданлиридин бири болған әмир әли һаҗизадә намайишларда 300 дин артуқ киши қаза қилғанлиқини елан қилди. вәһаләнки иран кишилик һоқуқ оргини 416 намайишчиниң қаза қилғанлиқини доклат қилған иди.

1912379
иран қомандани: намайишларда 300 дин артуқ киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилабни муһапизәт армийәси қоманданлиридин бири болған һава армийә қомандани биригада командири әмир әли һаҗизадә 22 йашлиқ маһса әмининиң назарәттә қаза қилиши сәвәбидин башланған намайишларда һазирға қәдәр бихәтәрлик қисимлири хадимлириниму қошқанда, җәмий 300 дин артуқ кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилди.

иранниң оқуғучилар хәвәр тори (SNN) ниң хәвиригә асасланғанда, һаҗизадә пайтәхт теһрандики шәһид рәҗаий университетида сөзлигән нутуқида, тәхминән икки йерим айдин буйан мәмликәт миқйасида давамлишиватқан намайишлар һәққидә тохталған. у намайишларниң һакимийәткә қарши турғучилар тәрипидин тәшкиллигәнликини, әмма намайишқа қатнашқан һәммәйләнни әйибләшкә болмайдиғанлиқини әскәртип: «қозғилаңға алданғанлар инқилабқа қарши турғучилар әмәс, улар балилиримиз вә хәлқимизниң бир қисми» дегән.

дөләттики йашларниң «дүшмәнни тонумайдиғанлиқини» тәкитлигән һаҗизадә, университетларда бу темида дәрс өтүлүши керәкликини ейтти.

иран қомандани һаҗизадә намайишларда җенидин айрилғанларниң сани һәққидә тунҗи қетим рәсмий байанат елан қилди.

у: «бу икки айда 300 дин артуқ киши өлтүрүлди йаки шеһит болди, чүнки биз дүшмәнни пәрқләндүрәлмидуқ» деди.

пайтәхт теһранда 13 - сиетәбирдә (2022) «әхлақ сақчиси» дәп аталидиған иршад чарлаш әтрити тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, һошидин кетип балнестқа елинған 22 йашлиқ маһса әмининиң 16 - сентәбирдә қаза қилиши һөкүмәткә қарши намайишларға сәвәб болған иди.

рәсмий мәнбәләр вәқәдә, пуқралар вә бихәтәрлик қисимлири хадимлириниң қаза қилғанлиқини елан қилсиму, әмма таратқуларда пәқәт 60 тин артуқ бихәтәрлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқи хәвәр қилинған иди.

мәркизи норвегийәгә җайлашқан иран кишилик һоқуқ оргини  22- нойабирда елан қилған доклатида, маһса әмининиң өлүмидин кейин башланған коча намайишлирида бихәтәрлик қисимлириниң қаттиқ бастуруши сәвәбидин 416 намайишчиниң қаза қилғанлиқини билдүргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر