русийәлик йутуберлар полша пирезидентини әхмәқ қилған

полша пирезиденти андриҗ дуда өзини фирансийә пирезиденти макрон дәп тонуштурған русийәлик йутубер тәрипидин әхмәқ қилинди.

1909946
русийәлик йутуберлар полша пирезидентини әхмәқ қилған

түркийә авази радийоси хәвири:  полша пирезидентлиқ ишханиси кткән һәптә дуданиң өзини фирансийә пирезиденти макрон дәп тонуштурған бир киши билән көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, пирезидент дудаға 15-нойабир (2022) йүз бәргән полшаниң украина чеграсиға йеқин бир йезида икки кишиниң өлүмигә сәвәб болған башқурулидиған бомба вәқәсидин кейин, нурғун рәһбәрләрниң телефон қилғанлиқи хатирилитилди.

ләқими  вован вә лексус болған владимир кузнетсов билән алекси столйаров тәрипидин йутубқа қойулған видеода, дуданиң макрон дәп ойлиған кишигә, өзигә телефон қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтқанлиқи көрүлиду.

пирезидент дуда видеода йәнә, башқурулидиған бомба вәқәсидин кейин, натодин музакирә өткүзүшни тәләп қилиш пиланини вә қошна дөләт украинани ишғал қилған русийә билән вәзийәтни техиму йаманлаштурувәтмәслик үчүн интайин диққәт билән һәрикәт қиливатқанлиқлирини чүшәндүриду.

пирезидент дуда йәттә минут бойичә америка пирезиденти байдинниң башқурулидиған бомба вәқәсидә русийәни әйиблимигәнликини, әмма украина пирезиденти володимир зеленскийниң полша земиниға чүшкән башқурулидиған бомбиниң русийәниң икәнликидә чиң турғанлиқини тәкрарлайду.

рус йутуберлар 2020-йилиму полша пирезиденти дудани өзини б д т баш катипи антонийо гутеррес дәп тонуштуруп колдорлатқан иди.

владимир кузнетсов вә алекси столйаров буниңдин илгири охшаш усуллар билән фирансийә пирезиденти макрон, әнглийәниң сабиқ баш вәзири борис җонсон, әнглийәлик даңлиқ поп нахшичиси елтон җон, шаһзадә харрий қатарлиқ кишиләрниму әхмәқ қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر