америка аләм армийәси қоманданлиқ иштаби қуриду

америка һинди-тинч окйан районида хитай вә шималий корейәниң башқурулидиған бомба тәһдитлиригә қарши аләм армийәси қоманданлиқ иштаби қуриду.

1909549
америка аләм армийәси қоманданлиқ иштаби қуриду
abd bayrak beyaz saray.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка һинди-тинч окйан армийәси(INDOPACOM)  қуридиған аләм армийәси қоманданлиқ иштаби, хитай вә шималий корейәниң башқурулидиған бомба тәһдитлиригә қарши американиң мудапиә иқтидарини ашурушни нишан қилмақта.

аләм армийәси қоманданлиқ иштабиниң тунҗи аләм армийәси қоманданлиқ иштаби болидиғанлиқи қәйт қилинди.

америка һинди-тинч окйан армийәси твиттерда һәмбәһирлигән учурида, йеңи америка аләм армийәси һинди-тинч окйан қоманданлиқ иштабиниң әтә (23-нойабир) өткүзүлидиған мурасимда тонитилидиғанлиқи қәйт қилинди.

америка аләм армийәси 2019-йили декабирда «дөләтниң аләмдики мәнпәәтлирини қоғдаш, аләм һуҗумлирини тосуш вә аләм һәрикәтлирини иҗра қилиш» вәзипилири билән қурулған иди.

аләмдин кәлгән тәһдитләр арисида, қитәләр ара башқурулидиған бомбилар вә аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбилар бар.

һинди-тинч окйан аләм армийәси қоманданлиқ иштабиниң, американиң райондики дөләтләрдин келидиған башқурулидиған бомбиларни байқаш вә тосуш қатарлиқ мудапиә механизмлирини тәрәққий қилдурушқа пайдилиқ икәнлики билдүрүлмәктә.

американиң б д т дики даимий вәкили линда томас гринфилд (Linda Thomas-Greenfield) шималий корейәниң бу йил (2022) ичидә һәр хил типтики 63 башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر