йеңи зеландийә дөләт мудапиә министири кийевни зийарәт қилди

украина дөләт мудапиә министири олекси резников йеңи зеландийә дөләт мудапиә министири пини хенаре (Peeni Henare) билән көрүшүп, украинаниң мудапиә иқтидарини тәрәққий қилдурушни музакирә қилди.

1908672
йеңи зеландийә дөләт мудапиә министири кийевни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири:   украина дөләт мудапиә министири олекси резников йеңи зеландийә дөләт мудапиә министири пини хенарени пайтәхт кийевда күтүвалди. у твиттер адресида учур һәмбәһирләп, «ортақ лайиһәләр, украинаниң мудапиәсини күчәйтишниң йоллирини вә уруштин кейин украинани қайта қуруш» мәсилилирини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

йеңи зеландийә 8-нойабир украинаға һәрбий вә инсанпәрвәрлик йардими қилғанлиқини елан қилған иди.

 йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нанайа махута 24-феврал (2022) украинаға таҗавузчилиқ уруши башлиған русийәгә қарши йүргүзүлидиған ембарго рамкисида, җазалинидиған киши вә ширкәт саниниң 1200 дин ашқанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر