иран әнглийәниң баш әлчисини ташқи ишлар министирлиқиға чақиртти

иранниң лондонда турушлуқ әлчихана бинасиға қилинған һуҗумдин кейин, иран әнгилийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси симон шеркилфни ташқи ишлар министирлиқиға чақирғанлиқини елан қилди.

1908624
иран әнглийәниң баш әлчисини ташқи ишлар министирлиқиға чақиртти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатида, иранниң лондондики әлчихана бинасиға қилинған һуҗумдин кейин, иранниң әнглийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси симон шеркилфни ташқи ишлар министирлиқиға чақирғанлиқи елан қилинди.

байанатта, баш әлчигә «әнглийә һөкүмитиниң консуллар мунасивитигә даир вийенна әһдинамиси даирисидә бәргән вәдилири» әскәртилип, назарилиқ билдүрүлгәнлики уқтурулди.

йәнә бир тәрәптин, баш әлчи шерклиф һуҗумдин азабланғанлиқини билдүрүп, әһвални лондонға йәткүзидиғанлиқини вә кәлгүсидә бундақ мәсилиләрниң йүз бәрмәсликини үмид қилидиғанлиқини ейтти.


خەتكۈچ: #әнглийә , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر