б д т талибанға мунасивәтлик кишилик һоқуқ қарар лайиһәсини қобул қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши, талибанларни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақириқ қилған қарар лайиһәсини мақуллиди.

1905329
б д т талибанға мунасивәтлик кишилик һоқуқ қарар лайиһәсини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә сунған қарар лайиһәси 193 әзалиқ б д т омумий кеңиши йиғин залида авазға қойулди؛ талибанларниң башта афғанистан ханим – қизлири болуп, һәр қайси қатламларниң кишилик һоқуқиға дәхли - тәруз қилғанлиқи, вәкиллик характеригә игә һөкүмәт қуралмиғанлиқи, шундақла дөләтни иқтисадий, инсанпәрвәрлик вә иҗтимаий шараит җәһәттә интайин начар әһвалға чүшүрүп қойғанлиқи оттуриға қойулған қарар лайиһәси, 116 дөләтниң қоллап беләт ташлиши билән қобул қилинди.

русийә вә хитайни өз ичигә алған он дөләт беләт ташлаштин өзини қачурди.

қарар лайиһәсидә, кишилик һоқуққа толуқ һөрмәт қилиш вә айалларниң турмушниң һәрқайси қатламлириға актип иштирак қилишиниң капаләткә игә қилиниши тәләп қилинди.

афғанистан ханим – қизлири дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин әндишә қилиниватқанлиқиға ишарәт қилинған лайиһәдә, талибандин кишилик һоқуқтин бәһримән болушни чәкләйдиған сийасәт вә бәлгилимиләрни бикар қилиши тәләп қилинди.

2021 - йили 15- авғуст талибан һөкүмәтни қолиға алғандин кейин, айалларниң хизмәт һайати, маарип вә башқа бир қисим иҗтимаий саһәләрдики мәшғулатлириға тосалғу пәйда қилиши хәлқараниң наразилиқини  қозғимақта.

игилинишичә, талибан һөкүмити 6-синиптин кейин қизларниң давамлаштуруп оқушини бикар қилғанлиқи үчүн, афғанистанлиқ нурғун қизлар мәктәпләргә баралмайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر