ши җинпиң: армийә җәң қилиш иқтидарини ашуруп, урушқа тәййар туруши керәк

хитай дөләт рәиси ши җинпиң хитайниң күнсери күчийиватқан муқимсизлиқ вә ениқсизлиқларға дучар болуватқанлиқини билдүрүп, армийәниң «җәң қилиш иқтидарини ашуруп, урушқа тәййар туруши керәклики» ни ейтти.

1903976
ши җинпиң: армийә җәң қилиш иқтидарини ашуруп, урушқа тәййар туруши керәк
xi jinping.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң с с т в (CCTV) қанили, ши җинпиңниң түнүгүн (8-нойабир) хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң қоманданлиқ иштаби орнидики мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң бирләшмә һәрикәт мәркизини зийарәт қилип, хитай армийәсиниң йеңи дәврдә мүшкүл вә еғир вәзипигә дуч кәлгәнликини тәкитлигәндин кейин, «барлиқ қораллиқ күчләр бирдинбир вә әң асаслиқ өлчәм сүпитидә җәң қилиш иқтидариға әһмийәт бериши, һәмдә барлиқ хизмәтлирини урушқа тәййарлиқ қилиш вә ғәлибә қилиш мәқситигә йетиш нишанини бойлап елип бериши керәк» дегәнликини хәвәр қилди.

ши җинпиң йәнә, «дунйаниң йеқинқи бир әсирниң әң тез өзгиришлирини баштин кәчүрүватқанлиқи» ға ишарәт қилип: «хитай армийәси дөләтниң игилик һоқуқи, бихәтәрлики вә тәрәққийат мәнпәәтини қәтий қоғдиши, партийә вә хәлқ тапшурған вәзипиләрни орундиши керәк» дегән.

зийарәт җәрйанида, һәрбий форма кийивалған ши җинпиң қоманданлар билән көрүшкәндә, хитай хәлқ азадлиқ армийәси қурулғанлиқиниң 100 – хатирә йили болған 2027- йилғичә дунйаниң алдинқи қатардики армийәлириниң биригә айландуруш нишанини тилға елип, «буни әмәлгә ашуруш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر