шәриф сабиқ баш министир имран ханни әйибләшлирини дәлилләшкә чақирди

пакистан баш министири шаһбаз шәриф, өзиниң сабиқ баш министир имран ханға қилған қораллиқ суйиқәст билән четишлиқи барлиқи һәққидики әйибләшләрни рәт қилди.

1902637
шәриф сабиқ баш министир имран ханни әйибләшлирини дәлилләшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири шаһбаз шәриф, лаһор шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, асасий қанун мәһкимисиниң рәиси өмәр ата бандийални сабиқ баш министир имран ханға қаритилған һуҗумни тәкшүрүш үчүн сот комитети қурушқа чақирди.

у өзи, ички ишлар министири рана санауллаһ, истихбарат (ISI) идариси муавин башлиқи майор генерал файсал насирниң вәқә билән четишлиқи барлиқиниң испатлишини тәләп қилип: «әгәр имран хан һуҗумниң арқисида мениң барлиқимни испатлиса, мениң бу орундуқта (баш министирлиқ мәнсипи) олтурушни давамлаштуруш һәққим йоқ» деди.

пәнҗаб һөкүмитиниң имран ханниң партийәсиниң қолида икәнликигә ишарәт қилған шәриф, һуҗумни айдиңлитишни пәнҗаб һөкүмитидинму тәләп қилиш керәкликини оттуриға қойди.

бу җәрйанда, пакистан електиронлуқ таратқуларни назарәт қилип башқуруш оргини, «дөләт органлириниң суйиқәст пиланлиғанлиқиға охшаш төһмәтләрни тарқатқанлиқи»ни илгири сүрүп,  имран ханниң нутуқлири вә ахбарат елан қилиш йиғинлириниң барлиқ сүний һәмраһ қаналлирида тарқитилишини чәклиди؛ орган, имран ханниң нутуқлирини тарқитишниң аммиви тәртипни қалаймиқанлаштуруп, хәлқ арисида өчмәнлик пәйда қилидиғанлиқини қәйт қилди.

мушу йил (2022)  10 – апрелда һөкүмити тарқилип кәткән имран хан, нөвәттики бирләшмә һөкүмәтниң <муддәттин бурун сайлам өткүзүшни қарар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн,  28-өктәбир лаһордин исламабадқа йүрүш наразилиқ һәрикитини башлиған, 11 – айниң 3 – күни вәзирабад шәһиридә қораллиқ һуҗумға учрап икки пүти йариланған, вәқәдә бир адәм қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر