йеңи зеландийәдә айал парламент әзалириниң сани әрләрниңкидин ешип кәтти

йеңи зеландийә тарихида тунҗи қетим айал парламент әзалириниң сани көп санлиққа йәтти.

1897858
йеңи зеландийәдә айал парламент әзалириниң сани әрләрниңкидин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ишчилар партийәсидики сорайа пек-масон илгири иреландийә баш әлчиси болуп тәйинләнгән тревор маллардниң парламент башлиқлиқи вәзиписини тапшурувалғандин кейин, айал парламент әзалириниң сани әрләрниңкидин ешип кәтти.

парламенттики бу өзгиришләрдин кейин, айал парламент әзалириниң сани 60 қа йетип, әрләрниң сани 59 ға чүшти.

пек-масон мухбирларға бәргән байанатида, «бүгүн мән үчүн алаһидә бир күн болупла қалмай, йеңи зеландийә үчүнму тарихий әһмийәткә игә бир күн болди, дәп қараймән» деди.

парламентлар ара иттипақ (PAB) ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, йеңи зеландийә бу йил парламентта кәм дегәндә %50 айал парламент әзаси болған 6 дөләт қатаридин орун алған.

бу нисбәткә игә башқа дөләтләр болса, куба, мексика, никарагуа, риванда вә әрәб бирләшмә хәлипиликидур.

дунйа миқйасида болса, омумиий парламент әзалириниң тәхминән %26 и айаллардин тәшкил тапиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر