германийә кона йадро електр истансилирини апрелниң оттурилириғичә ишлитидиған болди

германийә баш министири олаф счолз германийәниң қалған 3 кона йадро електр истансисини апрелниң оттурилириғичә актип тутуш буйриқи чүшүрди.

1894104
германийә кона йадро електр истансилирини апрелниң оттурилириғичә ишлитидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: бу қарар 24 - февралдин буйан давамлишиватқан украина уруши сәвәбидин русийәниң йеқилғу билән тәминлиниши үзүлүп қойуши тәпәйли йүз бериш еһтимали болған енергийә кризисиниң алдини елиш үчүн чиқирилди.

баш министир олаф счолзниң ишханиси қарарни мәктуп билән министирлар кеңишигә уқтурди.

германийә һөкүмәтлири бихәтәр вә сиҗил енергийәгә өтүш үчүн дөләтниң йадро енергийәни ишлитишни йил ахириғичә ахирлаштурушқа вәдә бәргән иди.

бирақ русийәдин йавропаға тәбиий газ тәминатиниң үзүлүп қелишини кәлтүрүп чиқарған украинадики уруш, германийәни кона көмүр вә нефит йеқилғулуқ електр истансилирини қайтидин ишқа селишқа мәҗбур қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر