хитай аләм бошлуқиға йирақтин байқаш иқтидариға игә сүний һәмраһини қойуп бәрди

хитай аләм бошлуқиға йирақтин байқаш иқтидариға игә «йавган» типлиқ йәршарини көзитиш сүний һәмраһини қойуп бәрди.

1893337
хитай аләм бошлуқиға йирақтин байқаш иқтидариға игә сүний һәмраһини қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай рәсмий хәвәр агентлиқи шинхуаниң хәвәр қилишичә, «йавган -36» типлиқ үч сүний һәмраһ «узун сәпәр д 2» ракетаси билән сичүән өлкисидики шичаң сүний һәмраһ мәркизидин қойуп берилгән. сүний һәмраһ қойуп берилгәндин кейин пиланланған орбита орунлашқан.

бу қетимқиси «узун сәпәр» ракеталири билән қойуп берилгән 444 – вәзипә болған.

хитайниң «Yaogan-36» сүний һәмраһлириниң тунҗи түркүми 26-сентәбирдә қойуп берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر