виладимир зеленский русийәни террорлуқ билән әйиблиди

украина пирезиденти виладимир зеленский русийәни украинада пуқраларға қарита террорлуқ һәрикәтлирини тәшкилләш билән әйибләп, «террорлуқ җазаға тартилиши керәклик бир җинайәттур» деди.

1890694
виладимир зеленский русийәни террорлуқ билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир зеленский телеграмма һесабида һәмбәһирлигән синлиқ учурида, русийә қисимлириниң украинаниң шәрқий җәнубидики запориҗйа шәһиригә қилған йеқинқи һуҗумлириға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

зеленский русийә қисимлириниң 3 - өктәбирдин буйан запороҗйаға қиливатқан башқурулидиған бомба һуҗумлири нәтиҗисидә, 43 кишиниң қаза қилғанлиқини билдүрүп, «буниңдин башқа йәнә, украинаниң харкив, донбас вә башқа шәһәрлиригиму һуҗум қилди. иранда йасалған учқучисиз айропиланлар билән һуҗумларни қилмақта» деди.

у йәнә русийә қисимлириниң украинадики пуқраларни вә пуқраларға тәвә ул әслиһәләрни һуҗум нишани қиливатқанлиқини әскәртип, «пуқраларға қарши тохтимай террорлуқ қилиши, русийәниң һәқиқий сөһбәткә қатнишишни пүтүнләй рәт қилғанлиқидур» деди.

украина рәһбири виладимир зеленский: «террорлуқ җазаға тартилиши керәклик бир җинайәттур. дөләт дәриҗилик террорлуқ дунйада йалғуз бир адәмгила әмәс, пүткүл хәлқара җәмийәткә тәһдит салидиған әң қорқунчлуқ хәлқаралиқ җинайәтләрниң биридур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر