һиндистанда бир йолвас 9 кишини өлтүрди

һиндистанниң биһар өлкисидә 9 кишиниң җениға замин болған бир йолвас алаһидә һәрикәт билән өлтүрүлди.

1890459
һиндистанда бир йолвас 9 кишини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң биһар өлкисигә қарашлиқ чампаран районида 9 кишиниң җениға замин болған йолвасқа қарши 200 нәпәр сақчиниң қатнишиши билән һәрикәт елип берилди.

һәрикәттә йолвасниң орнини тепиш үчүн пилларму ишлитилди. нәтиҗидә орни ениқланған 3 йашлиқ йолвас өлтүрүлди.

өлкилик йавайи һайванларни қоғдаш идариси дериктори кумар гупта бу йолвасниң «инсан һайати үчүн хәтәрлик» дәп қаралғанлиқи үчүн һәрикәт башланғанлиқини, тиничландуруш окуллири карға кәлмигәндин кейин һайванниң өлтүрүлгәнликини ейтти.

һиндистан дунйадики йолвасларниң тәхминән %70 гә саһибханлиқ қилмақта.

қоғдаш районидики башқа һайванларниң сани төвәнләп кәткәнлики сәвәбидин йолвасларниң тәбиий йашаш районидин айрилғанлиқи вә кишиләргә һуҗум қилидиғанлиқи  билдүрүлмәктә.

рәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда, һиндистанда йолвас һуҗуми сәвәбидин һәр йили 40 тин 50 кичә киши қаза қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر