путин йавропаға мәһсулат експорт қиливатқан рус ширкәтлириниң бесимға учраватқанлиқини билдүрди

русийә пирезиденти виладимир путин, русийәгә йавропаға мәһсулат експорт қилидиған ширкәтләрниң бесимға учраватқанлиқини илгири сүрди.

1889465
путин йавропаға мәһсулат експорт қиливатқан рус ширкәтлириниң бесимға учраватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент виладимир путин алақидар әмәлдарлар билән өткүзгән иқтисадқа мунасивәтлик телевизийә йиғинидики сөзидә, русийә санаитиниң әслигә кәлгәнликини тилға елип: «4 ай төвәнлигәндин кейин, санаәт ишләпчиқириши бултурқи сәвийәсигә қайтип кәлди. машина, металлоргийә қатарлиқ қийин әһвалға чүшүп қалған саһәләр тәдриҗий әслигә кәлмәктә» деди.

путин бу йилниң алдинқи 8 ейида деһқанчилиқ саһәсиниң %4.6, қурулуш саһәсиниң %7.4 ашқанлиқини билдүрүп: «лекин, йавропаға мәһсулат експорт қилидиған саһәләр давамлиқ бесимға дуч кәлмәктә. әмма, буни чүшинишкә болиду. русийә мәһсулатлирини сетивелишни рәт қилғанлар һазир нефит, тәбиий газ вә метал мәһсулатларни өз ичигә нурғун нәрсиләрни техиму қиммәт сетивелишқа мәҗбур болмақта» деди.

у, русийә ширкәтлириниң башқа базарларға йүзлиниватқанлиқини тилға елип, буниң тез сүрәттә тамамлинидиған бир мусапә әмәсликини, йеңи әшйа обороти зәнҗирини бәрпа қилишқа вақит кетидиғанлиқини ейтти.

виладимир путин русийәдики истемал еһтийаҗиниң йәнила төвәнликини тәкитләп: «8-айдики парчә сетилиш миқдари 7-айдикигә охшашла %8.8 төвәнлиди, 9-айда техиму көп төвәнлиди. биз бу һәқтә айрим сөзлишишимиз керәк» деди.

русийә пирезиденти путин, дөлитигә қаритилған җаза бесиминиң күчийидиғанлиқини билдүрүп: «бу арқа көрүнүштә, җанлиқ, үнүмлүк, қисқа вә оттура мәзгиллик һәрикәт пиланимиз болуши вә уни изчил йолға қойушимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر