америка йапонийә вә корейә билән маневир өткүзди

америка шималий корейәниң йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомба синиқиға қарши йапонийә вә җәнубий корейә билән айрим-айрим бирләшмә маневир башлиди.

1888669
америка йапонийә вә корейә билән маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи-пентагон байанатчиси патрик рийдер (PatrickRyder) күндилик ахбарат елан қилш йиғинида, шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини вә етилған бомбиларниң йапонийә һава тәвәликидин өткәнликини билдүрүп: «америка бу һәрикәтләрни әйибләйду вә шималий корейәни муқимлиққа көп зийан салидиған һәрикәтләр, шундақла қанунсиз паалийәтләрдин йирақ турушқа чақириду» деди.

у пийоңйаңниң башқурулидиған бомба сиқиға җаваб сүпитидә америка деңиз армийә қуруқлуқ қисимлири билән йапонийә мудапиә қисимлириниң йапонийә деңизида бирләшмә маневир өткүзгәнликини؛ охшаш вақитта йәнә, америка һинди-тинч окйан қисимлириниң җәнубий корейә армийәси биләнму ғәрбий деңиз тәрәптә бирләшмә маневир өткүзгәнликини билдүрди.

у мунуларни көрсәтти:

«буларға қошумчә, дөләт мудапиә министири остин шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақлири пәйда қилған тәһдитләрни вә ақивәтлирини музакирә қилиш үчүн йапонийә һәмдә җәнубий корейәниң мәнсәпдашлири билән көрүшти. министирлар түнүгүнки (4-өктәбир) башқурулидиған бомба синиқиниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға очуқ-ашкара хилаплиқ қилиш икәнликини, район тинчлиқи һәмдә бихәтәрликигә тәһдит салидиғанлиқи мәсилисидә бирликкә кәлди. министир остин мәнсәпдашлириға, американиң икки дөләт билән болған шериклик мунасивәтлиригә әмәл қилидиғанлиқини әскәртип, йапонийә билән җәнубий корейәни қоғдаш ирадәсиниң сағлам икәнликини билдүрди.»

у районда өткүзүлүватқан маневирларниң һәйвә қилиш йаки әмәслики тоғрисидики соалға: «мәзкур маневирлар бирликтә сиҗил хизмәт қилиш, ортақ һәрикәт қилиш нуқтисидин интайин муһим. буниң шималий корейәгә, американиң йапонийә билән җәнубий корейәни қоллайдиғанлиқини, һәр түрлүк тәһдитләргә қарши бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқи сигналини бериду» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر