америка түркийә - гиретсийә йирикчилики тоғрисида байанат бәрди

америка қошма иштатлири, гиретсийәниң ғәйрий әскирий салаһийәткә игә аралларға броневикларни орунлаштурушидин кейин улғийип кәткән түркийә – гиретсийә җиддийчилики тоғрисида байанат бәрди.

1884939
америка түркийә - гиретсийә йирикчилики тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, гиретсийәниң ғәйрий әскирий салаһийәткә игә аралларға броневикларни орунлаштурушидин кейин улғийип кәткән түркийә – гиретсийә җиддийчилики тоғрисида байанат берип: «биз шималий атлантик әһди тәшкилати — нато иттипақдашлиримизни районниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш һәмдә һәр қандақ қийин ихтилапларни дипломатийәдә һәмкарлишип һәл қилишқа илһамландурушни давамлаштуримиз» деди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бир мухбирниң: «гиретсийәниң әгә деңизидики ғәйрий әскирий салаһийәткә игә аралларға он нәччә броневик вә танкини орунлаштуруп қутратқулуқ қилип пәйда қилған җиддийчиликниң күчийип кетишидин әнсиримәмсиләр?» дегән соалиға: «русийә йәнә бир қетим игилик һоқуқлуқ бир дөләт (украина) ни ишғал қилған, хәлқара җәмийәт украина хәлқини қоллап, русийәниң таҗавузчилиқиға қарши туруватқан һазирқидәк пәйттә, натодики иттипақдашлар оттурисидики зиддийәтни күчәйтиветидиған байанатни бериш йаки һәрикәтләрни қилишниң вақти әмәс. биз нато иттипақдашлиримизни районниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш һәмдә һәр қандақ қийин ихтилапларни дипломатийәдә һәмкарлишип һәл қилишқа илһамландурушни давамлаштуримиз» дәп җаваб бәрди.

гиретсийәниң хәлқара қанунға хилаплиқ қилип, броневик машиниларни әгә деңизидики ғәйрий әскири салаһийәткә игә мидилли вә сисам аралириға йөткигәнлики оттуриға чиққаниди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, мидиллий вә сисам араллириға америкада ишләнгән бироневик машиниларни орунлаштурған гиретсийәгә ултиматом тапшурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر