пакистандики узун муддәт давамлашқан шиддәтлик йамғурда қаза қилғанлар сани 1638 гә йәтти

пакистанда 14 – ийундин буйан давамлишиватқан шиддәтлик йамғурда қаза қилғанлар сани 1638 гә йәтти.

1884598
пакистандики узун муддәт давамлашқан шиддәтлик йамғурда қаза қилғанлар сани 1638 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләтлик апәт башқуруш оргининиң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 14-ийундин буйан давамлишиватқан шиддәтлик йамғур сәвәбидин 588 нәпири кичик бала, 332 нәпири айал болуп җәмий 1638 адәм қаза қилған, 12 миң 865 адәм йариланған, 2 милйон 49 миң 482 өй зийанға учриған؛ буларниң ичидә 824 миң 169 и пүтүнләй вәйран болған.

мәзкур санлиқ мәлуматларда көрситилишичә, апәт җәрйанида җәмий 13 миң 74 километир йол, 392 көврүк вәйран болған, бир милйон 103 миң 800 деһқанчилиқ һайванлири талапәткә учриған, 33 милйон 400 миң адәм йамғурниң тәсиригә учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر