непалда йүз бәргән тәбиий апәтләрдә 17 адәм қаза қилди

непалниң судурпашчим өлкисидә мәйданға кәлгән кәлкүн вә тағ сийрилип чүшүш вәқәлиридә 17 адәм қаза қилди.

1881331
непалда йүз бәргән тәбиий апәтләрдә 17 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: непал һөкүмити апәт райониға көп санда алдин қутқузуш вә издәш – қутқузуш хадимлирини әвәтти. алақидар хадимлар, апәттә 17 адәмниң қаза қилғанлиқини, йоқап кәткән алтә адәмни издәш- қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

сақчи мупәттиши бола баһадур равал, бимдутта таш йолида мәйданға кәлгән тағ сийрилип чүшүш вәқәси сәвәбидин йолда қатнашниң тохтап кәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر