исраилийә сүрийәгә һава һуҗуми елип барди

исраилийәниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшқтики айродурум вә бир қисим һәрбий нуқтиларға қилған һава һуҗумида 5 бәшшар әсәд һакимийити әскири өлди.

1881128
исраилийә сүрийәгә һава һуҗуми елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийитиниң «сана» агентлиқиниң һәрбий мәнбәләргә асаслинип хәвәр қилишичә, исраилийә тәрипидин шу җай вақти кечә саәт 0 дин 45 минут өткәндә пайтәхт дәмәшқ айродуруми вә сүрийә армийәсигә аит бәзи һәрбий нуқтилар бомбардиман қилинған. һава һуҗумида 5 сүрийә армийәси әскири өлгән.

хәвәрдә, «һада мудапиә системилиримиз дүшмәнниң башқурулидиған бомбилириниң көпинчисини етип чүшүрүвәтти» дейилгән.

игилинишичә, исраилийә даирилири тәрипидин бу һәқтә һечқандақ байанат елан  қилинмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر