зеленский русийәниң ишғалидин азад қилинған изйумни зийарәт қилди

украина пирезиденти володимир зеленский русийә күчлириниң ишғалидин азад қилинған харкив райониға қарашлиқ изйум шәһирини зийарәт қилди.

1879925
зеленский русийәниң ишғалидин азад қилинған изйумни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский изйум шәһәрлик кеңәш бинаси алдида өткүзүлгән байрақ чиқириш мурасимиға қатнашти.

мурасимда, алди билән урушта җенидин айрилғанлар үчүн сүкүттә турулди, арқидин дөләт маршиниң оқулуши билән бирликтә украина байриқи чиқирилди.

пирезидент зеленский мурасим ахирлашқанда мухбирларниң зийаритини қобул қилип, русийәниң 2014-йили қанунсиз бесивалған қирим хәлқигә хитаб қилди.

у қирим хәлқиниң сәккиз йилдин буйан чоң тирагедийәни баштин кәчүрүватқанлиқини әскәртип: «қирим хәлқигә дәйдиғиним шуки, биз баримиз. сәккиз йил бойичә русийә телевизийәлиридә қилинған тәтүр тәшвиқатлар биз үчүн муһим әмәс. һәққәтниң биз тәрәптә икәнликини билимиз. бу қиримға баримиз, дегәнлик болиду. чүнки у йәр бизниң земинимиз, силәр бизниң пуқрайимиз, бу сәвәбтин баримиз» деди.

у анадолу агентлиқи мухбириниң, «изйумға кәлгиниңиздә қандақ һессийатта болдиңиз?» дегән соалиға:

«бу йәрдики мәнзирә кишини чөчүтиду, әмма мән үчүн ейтқанда ундақ әмәс. чүнки охшаш мәнзирәни ишғал қилинған бучада көрүшни башлиған идуқ. бу йәрдиму охшаш, вәйран қилинған биналар, өлтүрүлгән адәмләр, буниңға немә дейишимни биләлмидим» дәп җаваб бәрди.

у ахирида, әскәрләр вә изйум хәлқи билән хатирә рәсимгә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر