иран албанийә һөкүмитиниң иран билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзүш қарарини әйиблиди

иран албанийә һөкүмитиниң «диҗитал ул- әслиһәлиримизгә тор һуҗуми қилди» дегән сәвәб билән 7 - айда (2022) теһран билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзгәнликини қарарини әйиблиди.

1877353
иран албанийә һөкүмитиниң иран билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзүш қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида: «албанийә һөкүмитиниң теһранға қаратқан әйибләшлири асассиз, бундақ әйибләшләрни сәвәб көрситип, иран билән болған сийасий мунасивәтләрни үзүшму орунсиз» дейилди.

байанатта, иранниң тор һуҗумиға дучар болған дөләтләрдин бирси икәнлики  тәкитлинип, теһран һөкүмитиниң тор бошлуқини башқа дөләтниң һалқилиқ диҗитал ул әслиһәлиригә һуҗум қилиш қорали сүпитидә ишлитишни рәт қилидиғанлиқи вә әйибләйдиғанлиқи билдүрүлди.

иранға қаритилған әйибләшләрниң тарқилишида үчинчи тәрәпниң роли барлиқи илгири сүрүлгән байанатта йәнә, бу вәқәниң террорлуқни вә питнини қоллайдиған дөләтләрниң тәсири билән йүз бәргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر