украина йавропани газ билән тәминләйду

украина баш министири денис шмигал дөләттики 30 милйард куб метир тәбиий газ записининиң бир қисмини йавропа иттипақи дөләтлиригә әвәтидиғанлиқлирини ейтти.

1876200
украина йавропани газ билән тәминләйду

түркийә авази радийоси хәвири:украина баш министири денис шмигал белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи-украина шериклик кеңиши йиғинини ахирлаштуруп, йавропа иттипақи ташқи сийасәт вә хәвпсизлик сийасити алий вәкили җосеп боррел билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у йавропа иттипақиниң русийәгә болған енергийә беқиндилиқидин қутулушқа тиришиватқанлиқини билдүрүп: «русийәдин қилиниватқан газ импортиниң муһим қисмини тәминлийәләймиз. һазир тәбиий газ искилатлиримизда 30 милйард куб метир газ бар. буниң бир қисмини йавропадики шериклиримизгә әвәтимиз» деди.

йавропаниң тәхминән 113 милйард куб метирлиқ тәбиий газ искилатлирида 91.1 милйард куб метир газ бар болуп, йавропа дөләтлири йиллиқи 400 милйард куб метир тәбиий газ ишлитиду.

украина баш министири денис шмигал, «русийә <1-шималий еқим> туруба линйәсидин газ еқитишни тохтатти. бу йавропаниң украинани қоллишиға тәсир йәткүзәмду?» дегән соалға: «бу русийә йаймақчи болған гәп-сөзләр. русийә һазир йавропаға қарши газ вә нефиттин пайдилинип тәһдит селиватиду, йемәк-ичмәк вә көч киризиси пәйда қиливатиду, хата учур тарқитип, тор һуҗуми қиливатиду. украинада уруштин чарчаш һали бар, әмма украинани русийәниң алдида йалғуз ташлап қойуш, русийәниң йавропаға техиму чоңқур сиңип киришиниң тунҗи қәдими болуп қалиду. йавропаниң бирдинбир қутулуши, өзара иттипақлишип, G7 вә украина билән бирликтә һәрикәт қилиш арқилиқ әмәлгә ашиду. бу йемәк-ичмәк үчүн йаки газ талонлири үчүн қилиниватқан уруш әмәс, бәлки йавропаниң қиммәт өлчәмлири, демократийә вә әркинлик үчүн қилиниватқан уруштур» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر