афғанистанда җүмә намизи әснасида йүз бәргән партлашта нурғун адәм өлди

афғанистанниң һерат вилайитидә бир җамәдә җүмә намизи әснада мәйданға кәлгән партлашта диний алим мәвливи муҗибуррахман әнсари билән бирликтә 17 киши һайатидин айрилди, 23 киши йариланди.

1875199
афғанистанда җүмә намизи әснасида йүз бәргән партлашта нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: һерат вилайәтлик байанат ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, «гүзәргаһ җамәси» дә җүмә намизи әснасида мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумида, пат - пат талибанни қизғин қоллап елан қилған байанатлири билән күнтәртипкә келидиған «гүзәргаһ җамәси» ниң имами вә тәблиғчиси диний алим мәвливи муҗибуррахман әнсари һайатидин айрилған.

сәһийә даирилириниң билдүрүшичә, һуҗумда, әнсаридин сирт йәнә, 17 киши һайатидин айрилған, 23 киши йариланған болуп, өлгәнләр вә йариланғанлар саниниң көпийип кетишидин әндишә қилинмақта икән.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, әнсариниң өлүми түпәйли қаттиқ әпсуслинидиғанлиқлирини, җавабкарларниң тутулуп, җазаландурулидиғанлиқини билдүрди.

һердатта наһайити чоң бир мәдрисәни башқуридиған вә бу йәрдә дәрсләр беридиған әнсари, талибандин бурунқи дәврдиму пат - пат афғанистан һөкүмитигә қарита тәнқидлири вә талибанни қизғин қоллап елан қилған байанатлири билән күнтәртипкә кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر