русийә вә фирансийә мудапиә министирлири украина вәзийити тоғрисида сөзләшти

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорну билән запорожйа йадро електир истансисидики вәзийәт тоғрисида сөзләшти.

1872341
русийә вә фирансийә мудапиә министирлири украина вәзийити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, фирансийә тәрәпниң тәшәббусиға асасән сергей шойгу билән себастийан лекорнуниң телефон сөһбити өткүзүп, украинадики запорожйа йадро електир истансисиға мунасивәтлик өзгиришләр тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

 байанатта: «шойгу украина қораллиқ күчлириниң електир истансисиниң бихәтәр мәшғулат елип беришиға тосқунлуқ қилидиған һәрикәтлиригә баһа бәрди. хәлқара атом енергийәси оргини хизмәтчилириниң запорижйа електир истансисини зийарәт қилишиниң муһимлиқи  оттуриға қойулди вә (москваниң) органниң тәкшүргүчилиригә зөрүр йардәмләрни беришкә тәййар икәнлики билдүрүлди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر