мисир гиретсийә вә бир қисим әрәб дөләтлири билән бирләшмә маневир башлиди

мисир армийәси сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, гиретсийә вә җәнубий қибрис рум һөкүмити билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшни башлиғанлиқини уқтурди.

1870743
мисир гиретсийә вә бир қисим әрәб дөләтлири билән бирләшмә маневир башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир армийәси байанатчиси ғәриб абдулһафиз өзиниң фейсбуктики адресида йазма байанат елан қилип, «һирәқл -2» намлиқ бирләшмә һәрбий маневириниң мисирда башланғанлиқини билдүрди.

маневирниң сәуди әрәбистан билән бирликтә әрәб бирләшмә хәлипилики, гиретсийә вә җәнубий қибрис рум һөкүмити қисимлириниң ишитрак қилиши билән башланғанлиқиға ишарәт қилған абдулһафиз, маневирға америка, ийорданийә, конго демократик җумһурийити вә бәһрәйнниң көзәткүчи спүитидә қатнашқанлиқини әскәртти.

у, мисирниң шималидики муһәммәд нәҗиб һәрбий базисида өткүзүлгән һәрбий маневирниң бир қанчә күн давам қилидиғанлиқини, биринчи басқучта, маневирға қатнашқан қисимларниң маневирда ишлитилидиған уқумларни бирликкә кәлтүрүш вә қатнаштурулидиған қораллар билән  тонушуш мәқсәтлик учришиш өткүзидиғанлиқини қәйт қилди.

һәрбий маневирниң «мисирниң дост вә қериндаш дөләтләр билән болған һәрбий мунасивәт вә һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш» нишаниға мас һалда елип берилғанлиқини тилға алған байанатчи абдулһафиз, илғар техника қораллири вә үскүниләр ишлитилидиған маневирниң өзара тәҗрибә алмаштурушқиму төһпә қошидиғанлиқини тәкитлиди.

оттура шәрқтә, мушу йилниң бешидин буйанн хәлқара вә районлуқ җиддийчиликләрниң күләңгиси астида көп қетим һәрбий маневир өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر