корейә йерим арилида чоң көләмлик маневир башланди

җәнубий корейә билән америка күнсери ешиватқан шималий корейә тәһдитлиригә қарши өзара мудапиә һәмкарлқлирини күчәйтиш мәқситидә, йеқинқи йиллардики көлими әң чоң һәрбий маневирни башлиди.

1870736
корейә йерим арилида чоң көләмлик маневир башланди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә билән америка, онмиңларчә әскәр, нурғун айропилан вә парахотлар қатанаштурулған «улчи әркинлик қалқини» намлиқ 1-сентәбиргичә (2022) давамлишидиған маневирни башлиди.

билдүрүлишичә, дәсләпки төт күндә мудапиә, бирләшмә һуҗум вә алдинқи сәпни тәминләш қатарлиқ җәһәтләрдә тәлим-тәрбийә берилидикән.

маневирда йәнә, учқучисиз һава аппаратлири вә йеңи әвлад уруш технологийәлиридин пайдилинишқа мунасивәтлик тәлим-тәрбийәләрдин башқа, айродурум һәмдә санаәт районлириға қаритилған һуҗумларда армийә-хәлқ һәмкарлиқидики мудапиә тәлим-тәрбийәлири берилидиған болуп, буниң шималий корейәниң наразилиқини қозғиши күтүлмәктә.

америка билән җәнубий корейә һәмкарлиқида өткүзүлгән бәзи маневирлар, өткән бир икки йилда вухән вирусиKovid-19)) вә шималий корейә билән дипломатик учришишларниң давамлишишиға мунасивәтлик әндишәләр түпәйлидин кечиктүрүлгән иди.

җәнубий корейә пирезиденти йун сукйеол шималий корейә йадросизлинишқа мунасивәтлик қәдәм ташлиған әһвалда, иқтисадий җәһәттин йардәм қилишни тәклип қилған иди.

бу тәклип, шималий корейә тәрипидин җәнубниң «җүрәтлик тиришчанлиқи» дәп қаралған вә һәргизму қобул қилинмайдиғанлиқи тәкитләнгән иди.

америка дөләт мудапиә министири ллойд остин (Lloyd J. Austin) җәнубий корейә мәнсәпдеши ли җоңсуп билән ийулда (2022) көрүшкәндә, иттипақдашлириниң һәрбий күчини намайан қилиш вә 2022-йилниң иккинчи йеримида бирләшмә маневирларни кеңәйтиш мәсилисидә келишим һасил қилғанлиқлирини уқтурған иди.

корейә йерим арилини йадро қораллардин тазилашқа мунасивәтлик дийалог, 2019-йили ханойда өткүзүлгән учришиштин кейин тохтап қалған иди.

шималий корейә бу йил (2022) йеңи башқурулидиған бомба синақлирини башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر