тәйвән әтрапида түнүгүн хитайға тәвә 29 уруш айропилани көрүлди

тәйвән түнүгүн арал әтрапида хитайға тәвә 29 уруш айропилани вә 6 уруш парахотиниң көрүлгәнликини билдүрди.

1867560
тәйвән әтрапида түнүгүн хитайға тәвә 29 уруш айропилани көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, арал әтрапида көрүлгән айропиланлардин 13 иниң <тәйвән боғузидики тәрәпләрниң тәсир даирисини чәкләш райони> дәп қобул қилинған һава вә деңиз линийәсиниң шәрқигә һәмдә тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райони (ADIZ) ниң ғәрбий җәнуб қисмиға қарап учқанлиқи билдүрүлди.

байанатта хитай һава вә деңиз вастилириниң тәйвәнгә тәвә електронлуқ из қоғлаш үскүниси, чарлаш айропилани, парахот вә йәр йүзи башқурулидиған бомба системиси билән из қоғлап көзитилгәнлики  уқтурулди.

америка авам палатаси башлиқи ненси пелосиниң 2-вә 3- авғуст күнлири тәйвәнгә қилған зийаритидин кейин, хитай арал әтрапида һәрбий маневир өткүзгән иди.

хитай 6 районда елип барған  маневир арқилиқ аралниң әтрапида әмәлий қоршавни шәкилләндүргән иди.

хитай армийәси 10- авғустта маневирниң тамамланғанлиқини елан қилған, әмма тәйвән боғузидики һәрбий чарлаш һәрикәтлириниң давамлишидиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر