украинадин йолға чиқиши пиланлиниватқан икки парахотниң сәпири кечиктүрүлди

украинаниң чорноморски портидин ашлиқ бесип бүгүн йолға чиқиши пиланлиниватқан бир парахот, начар һава шараити түпәйли қозғилалмиди.

1866460
украинадин йолға чиқиши пиланлиниватқан икки парахотниң сәпири кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «бүгүн украинаниң чорноморски портидин ашлиқ бесип йолға чиқиши пиланлиниватқан бир парахот, начар һава шараити сәвәбидин қозғилалмиди. түнүгүн (истанбулда) тәкшүрүштин өткүзүлгән икки парахот украинаға қарап илгирилимәктә. украина портлиридики парахотларға ашлиқ бесиш хизмәтлири давамлашмақта» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر