зелениски «мәҗбурий» тарқақлаштуруш қарари чиқарди

украина пирезиденти владимир зелениски дөлитиниң донетсик райони аһалиси үчүн «мәҗбурий» тарқақлаштуруш қарари чиқарди.

1861654
зелениски «мәҗбурий» тарқақлаштуруш қарари чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидент мәһкимисиниң билдүрүшичә, зелениски, донетсик райони аһалисини  «мәҗбурий» тарқақлаштурушниң һөкүмәт қарари икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, тарқақлаштурушқа мунасивәтлик һәммә ишниң пиланланғанлиқини, һәм әшйа обороти һәм пул төләш җәһәттин қоллаш вә йардәм берилидиғанлиқини, тарқақлаштуруш тоғрисида қарар чиқармиғанларниң қарар чиқириши керәкликини қәйт қилди, һәмдә қарар чиқармиғанларға: «қарариңларни чиқириңлар, биз йардәм қилимиз» деди.

у, көплигән кишиләрниң райондин айрилишни рәт қилғанлиқини, әмма донетсик райони аһалисини тарқақлаштурушниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «қандақ болушидин қәтийнәзәр, маңа ишиниңлар.»

русийә 24 – феврал күни уруш қозғиған украинаниң донетсик райониниң алдинқи сәп линийәсидә қаттиқ тоқунушлар йүз бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر