һиндистанда йүз бәргән чақмақ соқуветиш вәқәлиридә нурғун адәм қаза қилди

һиндистанниң шәрқий қисмиға җайлашқан биһар өлкисигә қарашлиқ сәккиз районда чақмақ соқуветиш вәқәси йүз берип, 20 адәм қаза қилди.

1859944
һиндистанда йүз бәргән чақмақ соқуветиш вәқәлиридә нурғун адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қисимлириниң чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири қаттиқ һөл – йеғинниң зәрбисигә учриши мөлчәрлиниватқан биһар өлкиси баш министири нитиш кумар, йеғиши күтүлүватқан қаттиқ йамғур җәрйанида аммини дөләтлик апәт башқуруш оргининиң тәвсийәлиригә толуқ әмәл қилишқа чақирди.

кумар, чақмақ соқуветиш вәқәлиридә қаза қилғанларниң аилә-тавабиатлириға 400 миң рупийә төләм берилидиғанлиқини елан қилди.

һиндистанда һәр йили мәвсум йамғурлири әснасида чақмақ соқуветиш вәқәлири йүз берип нәччә йүз адәм қаза қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر