афғанистандики кәлкүндә 63 киши қаза қилди

афғанистанда йеқинқи бир һәптә ичидә болупму шәрқий өлкиләргә еғир тәсир көрсәткән кәлкүнләрдә 63 киши һайатидин айрилди.

1854971
афғанистандики кәлкүндә 63 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң апәтни башқуруш министирлиқи байанатчиси муһәммәд нәсим һаққани алдинқи бир һәптә ичидә 12 вилайәткә еғир тәсир көрсәткән кәлкүн сәвәбидин 63 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә 81 кишиниң йариланғанлиқини ейтти.

муһәммәд нәсим һаққани қаза қилғанларниң сани әң көп болған вилайәтләрниң нуристан, ламан, логар, пактийа, ғазни, мейдан вардак, забул вә урузган икәнликини билдүрүп, апәт сәвәбидин 2000 дин артуқ һайванниң қаза қилғанлиқини, 12 миңдин артуқ өйниң зийанға учриғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر