җонсон әрдоғанниң хәлқара ашлиқ киризисини һәл қилиш йолидики рәһбәрлик ролиға йуқири баһа бәрди

әнглийә баш вәзири борис җонсон, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә - украина уруши кәлтүрүп чиқарған ашлиқ киризисини һәл қилиш рәһбәрлик ролиға йуқири баһа бәрди.

1850091
җонсон әрдоғанниң хәлқара ашлиқ киризисини һәл қилиш йолидики рәһбәрлик ролиға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзирлик ишханисиниң бир байанатчиси, җонсон билән әрдоғанниң испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғини җәрйанида өткүзгән айрим учришиши тоғрисида байанат берип, җонсонниң түркийә, шиветсийә вә финландийәниң өзара чүшиниш һасил қилғанлиқидин сөйүнгәнликигә ишарәт қилған һалда, «(җонсон) бизни техиму хәтәрлик он йил күтүватқан бир пәйттә, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болушиниң иттипақни техиму күчәйтидиғанлиқини оттуриға қойди. баш вәзир җонсон җумһур рәис әрдоғанниң украина ашлиқини (ташқи дунйаға) чиқириш йолидики рәһбәрлик ролиға йуқири баһа бәрди. у, русийә пирезиденти виладимир путинниң украина портлирини қамал қилишни давамлаштурушиниң украинада вә дунйада хәлқарави инсаний киризис пәйда қилғанлиқини тәкитлиди» деди.

байанатта йәнә, икки рәһбәрниң әнглийә билән түркийәниң мунасивитини чоңқурлаштуруш, болупму «техника вә енергийә» қатарлиқ саһәләрдики мунасивәтни чоңқурлаштуруш тоғрисида сөзләшкәнлики әскәртилип, «(рәһбәрләр) икки дөләт оттурисидики сода һәрикитиниң даирисини техиму кеңәйтип, һәм әнглийә һәм түркийәдә ишқа орунлишиш пурсити йаритип, иқтисадиниң ешишни илгири сүрүшкә пайдилиқ тәдбирләрни муһим орунға қойуш тоғрисида чүшиниш һасил қилди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر