нигерийәдә маймун чечики вирусидин йуқумланған бир киши қаза қилди

нигерийәниң һәр қайси вилайәтлиридә маймун чечики вируси көрүлүшкә башлиди.

1846714
нигерийәдә маймун чечики вирусидин йуқумланған бир киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи мудири, дохтур ифедайо адетифа, 1 – ийундин 19 – ийунғичә болған җәрйанда пайтәхт әбуҗа вә башқа 17 өлкидики 41 адәмдә маймун чечики вирусиниң байқалғанлиқини, булардин бириниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

адитифа, йуқумға қарши тәдбирләрниң йолға қойулғанлиқини вә бу даиридә түрлүк тәшвиқатларни елип беришниң башланғанлиқини әскәртти.

йәрлик вируслар кәлтүрүп чиқиридиған кәм учрайдиған кесәлликләрниң бири болған маймун чечики вируси конго вә ғәрбий африқа түри дәп иккигә айрилиду.

бу вирус адәттә һайвандин адәмгә тарқилидиған болуп, наһайити аз санда адәмдин адәмгә тарқилиду؛ бу вирус бәдәндә йуқири қизитма вә қаттиқ қичишишлиқ қапартмиларни кәлтүрүп чиқириду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر