җәнубий корейә «нури» ракетасини иккинчи қетим аләм бошлуқиға қойуп бәрди

җәнубий корейә дөләт ичидә ишләпчиқирилған «нури» ракетасини иккинчи қетим аләм бошлуқиға қойуп бәрди.

1846435
җәнубий корейә «нури» ракетасини иккинчи қетим аләм бошлуқиға қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, бултур 1.5 тонна еғирлиқтики сүний һәмраһни орбитаға орунлаштурушта нәтиҗигә еришәлмигән ракета, гохеуң гун шәһиридики наро аләм бошлуқи мәркизидин иккинчи қетим қойуп берилгән.

җәнубий корейә ракета елип маңған сүний һәмраһни йәршаридин 700 километир егизликтики орбитаға орунлаштурушни пиланлимақта.

әгәрвәзипә мувәппәқийәтлик болған тәқдирдә, җәнубий корейә өз техникиси билән аләм бошлуқиға сүний һәмраһ орунлаштурған 7-дөләткә айлиниду.

иккинчи қетимлиқ синақ һава райиниң начарлиқи сәвәбидин алдинқи қетим 16-ийунға (2022) кечиктүрүлгән иди. андин ракетаниң танка сензорида кашила көрүлгәнликтин муддәтсиз кечиктүрүлгән иди.

нури намлиқ ракита тунҗи қетим 21-өктәбир пайтәхт сеулниң җәнубиға 500 километир келидиған гохеуң районидики аләм бошлуқи мәркизидин қойуп берилгән иди.

җәнубий корейә пирезиденти мун җаин ракетаниң тез сүрәттә йолға чиққанлиқини, әмма үстидики 1.5 тонна сүний һәмраһни орбитаға орунлаштуралмиғанлиқини елан қилған иди.

җәнубий корейә аләм тәтқиқати институти «нури» ракетасиниң 2027-йилғичә йәнә төт қетим аләм бошлуқиға қойуп берилидиғанлиқини елан қилди.

ракетаниң җәнубий корейәгә болған чиқиминиң 1 милйард 600 милйон доллар икәнлики билдүрүлди.

еғирлиқи 200 тонна  вә узунлуқи 47.2 метир келидиған ракетаниң 6 мотори бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر