америка русийәни ашлиқ мәсилисидә агаһландурди

америка йеза игилики министири том вилсак (Tom Vilsack) русийәгә украина ашлиқидин «қорал» сүпитидә пайдиланмаслиқни, портларни ечиветишни вә урушни ахирлаштурушни чақириқ қилди.

1844667
америка русийәни ашлиқ мәсилисидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка йеза игилики министири том вилсак б д т баш мәркизидә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йғинида, вухән вируси (Kovid-19)йуқуми вә тәминләш зәнҗиридә йүз бәргән мәсилиләр, килимат өзгириши вә русийәниң 24-феврал (2022) украинаға қарши башлиған таҗавузчилиқ урушиниң дунйа йемәк-ичмәк бихәтәрликигә нисбәтән зор әндишәләрни күчәйткәнликини алаһидә тәкитлиди.

у американиң ашлиқ ишләпчиқиришни көпәйтидиғанлиқини, оғут ишлитиш вә ишләпчиқиришиға 500 милйон доллар мәбләғ селишни пиланлиғанлиқини әскәртип, дөләтләрниң ашлиқ амбарлириға мунасивәтлик ениқ санлиқ мәлуматлириниң болмаслиқиниңму йемәк-ичмәк баһалириниң өсүшигә сәвәб болғанлиқини билдүрди.

у американиң йемәк-ичмәк вә оғутқа ембарго иҗра қилинмиғанлиқини билдүрүп, русийәгә украина ашлиқидин «қорал» сүпитидә пайдиланмаслиқни, портларни ечиветишни вә урушни ахирлаштурушни чақириқ қилди.

у украинадики уруш сәвәбидин 20 милйон тонна ашлиқниң портларда бесилип қалғанлиқини, бу сәвәбтин оттура шәрқтә вә шималий африқада йүз бериш еһтимали болған ачарчилиқниң район муқимлиқиға тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

у ахирида, б д т ниң украина ашлиқини қара деңиз арқилиқ експорт қилиш мәсилисидә муһим музакирәләрни өткүзүватқанлиқини, түркийәниңму муһим учришишларни өткүзүватқанлиқини билдүрүп, русийәдин буниңға әстайидил муамилә қилишни күтидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر