филиппинда парахотта йүз бәргән от апитидә 7 киши қаза қилди

филиппинда парахотта йүз бәргән от апитидә 7 киши қаза қилип, 24 киши йариланди.

1830613
филиппинда парахотта йүз бәргән от апитидә 7 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин деңиз саһили муһапизәт әтрити мәсуллири филиппинниң шәрқий шималидики полилло арилидин 134 йолучи билән йолға чиққан  парахотниң кевзон өлкисидики реал портиға йеқинлашқанда  от апити йүз бәргәнликини уқтурди.

алақидар мәсуллар от апитидә 7 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, йариланған 24 кишиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини билдүрди.

алақидар мәсуллар парахоттики башқа кишиләрниң қутқузувелинғанлиқини һәмбәһирлиди вә парахоттики отниң өчүрүвилинғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر