йапонийә хитайға наразилиқ билдүрди

йапонийә хитайниң шәрқий хитай деңизида чегра қобул қилинған районда «бир тәрәплимилик тәбиий газ бурғилаш паалийити» елип беришиға наразилиқ билдүрди.

1830095
йапонийә хитайға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумио, кйото шәһиридә журналистларға бәргән байанатида, хитайниң шәрқий хитай деңизида «бир тәрәплимилик тәбиий газ бурғилаш паалийити» елип барғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «иқтисадий алаһидә район вә чоң қуруқлуқниң чегра линийәлири бекитилмигән әһвал астида, хитайниң бу җайда <бир тәрәплимилик тәбиий газ бурғилаш паалийити> елип бериши кишини толиму әпсусландуриду вә буни қобул қилғили болмайду.»

йапонийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин  елан қилинған байанаттиму, шәрқий хитай деңизида, «икки дөләтниң чегра линийәси» қилип бекитилгән район әтраплирида «бир тәрәплимилик тәбиий газ бурғилаш паалийити» елип берилғанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқи билдүрүлди.

йапонийә ташқи ишлар министирлиқи асийа вә окйанийә ишлири баш директори фунакоши такехиро, бейҗиң һөкүмитини, 2008-йилдики бирләшмә паалийәтни өз ичигә алған келишимгә асасән қайта сөһбәт өткүзүшкә чақирди.

йапонийә вә хитай һөкүмәтлири, 2008-йили мәзкур деңиз линийәси районида, бирләшмә тәбиий газ лайиһәсини тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилған болсиму, әмма сөһбәт 2010-йили тохтитилғаниди.

бу икки дөләтниң деңиз саһиллири оттурисидики мәзкур деңиз линийәси, токйо һөкүмити тәрипидин «чегра линийәси» дәп қаралмақта.

хитай һөкүмити болса, өзиниң иқтисадий алаһидә райониниң, чоң қуруқлуқидин техиму йирақта икәнликини  илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر