дунйада һәр йили һарақниң зийини сәвәбидин тәхминән  3 милйон киши өлиду

дунйада һәр йили һарақниң зийини сәвәбидин оттура һесаб билән 3 милйон киши өлидиған болуп, бу санниң %13.5 иниң йашлардин тәркиб тапқанлиқи билдүрүлди.

1824918
дунйада һәр йили һарақниң зийини сәвәбидин тәхминән  3 милйон киши өлиду

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати тәрипидин елан қилинған «чегра һалқиған базар ечиш вә еланни тәңшәш арқилиқ һарақниң зийинини азайтиш» намлиқ доклатта, һарақ ичишниң зийанлиқ тәсири вә һарақниң дунйа миқйасида тәшвиқ қилинишиниң начар үлгә икәнлики тәкитләнди.

доклатта, дунйа миқйасида һәр йили тәхминән 3 милйон кишиниң һарақтин зәһәрлинип өлидиғанлиқи һараққа мунасивәтлик өлүм нисбитиниң дунйадики омумий өлүм нисбитниң 5 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи билдүрүлди.

доклатта, һәр йили һараққа мунасивәтлик өлүш нисбитиниң %13.5 ниң 20 йаштин 39 йашқичә болған кишиләрдин тәркип тапидиғанлиқи оттуриға қойулди.

доклатта йәнә мундақ дейилди:

«дигитал таратқуларниң омумлишиши һарақниң дунйа сәһнисигә тарқилишини асанлаштурди. болупму чоң типтики тәнтәрбийә паалийәтлиридә һарақ мәһсулатлирини тәшвиқ қилиш көпәйди. бу даиридә америкидила 1996 – йилидин 2015 – йилиғичә әң көп көрүлгән 100 кинода даңлиқ маркилиқ һарақ мәһсулатлири тонуштурулди»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر