ким җоңун җәнубий корейә пирезидентиниң мәктубиға җаваб қайтурди

шималий корейә рәһбири ким җоңун җәнубий корейә пирезиденти мун җйаинниң икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик мәктубиға җаваб қайтурди.

1816400
ким җоңун җәнубий корейә пирезидентиниң мәктубиға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизий хәвәр агентлиқиниң хәвиридә, ким җоңун мәктубида, вәзипә өтәш муддити бойичә тәрәпләр оттурисида тинчлиқниң орнитилиши үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири сәвәбидин мун җйаинни тәқдирлигәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә, мун җйаинниң шималий корейә рәһбири ким җоңунға әвәткән мәктубида, келәр ай (2022-йили май) вәзиписидин айрилғандин кейинму «корейәниң бирлишиши» үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини әскәрткәнлики билдүрүлди.

 хәвәрдә, ким җоңун билән мун җйаинниң шималий вә җәнубий корейә «үмид билән һармас тиришчанлиқларни көрсәткән әһвалда, корейәләр ара мунасивәтләрниң икки дөләт хәлқи арзу қилған сәвийәдә тәрәққий қилидиғанлиқи» тоғрисидики қарашлириға орун аҗритилди.

җәнубий корейә пирезиденти мун җйаинниң ишханиси елан қилған байанатта мәктуп тоғриланди вә икки дөләт оттурисидики йадро сөһбәтлириниң давамлишишиниң үмид қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, тәрәпләр оттурисида 2018-йили өткүзүлгән тинчлиқ сөһбәтлириниң кәлгүсидики һәмкарлиқларниң асаси сүпитидә давамлиқ күчкә игә болидиғанлиқидин бешарәт берилидиғанлиқи билдүрүлди.

йеқинқи мәзгилләрдә икки дөләт мунасивәтлиридә шималий корейәниң «йеңи типлиқ» қитәләр ара башқурулидиған бомбиларни өз ичигә алған һәр хил башқурулидиған бомба синақлири сәвәбидин җиддийчилик күчәйгән иди.

җәнубий корейә дөләт мудапиә минстири суһ вук 1-апрел шималий корейәниң җәнубий корейәгә башқурулидиған бомба етиш нийитиниң барлиқи байқалған әһвалда, буниңға җавабән һуҗум башлаш қабилийитигә игә икәнликлирини вә тәййарлиқлириниң барлиқини тәкитлигән иди.

б д т баш катипи антонийо гутеррс қитәләр ара башқурулидиған бомба синиқиниң, хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға очуқтин очуқ хилап икәнликини билдүргән иди.

белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән G7 дөләт гуруһи йиғини рамкисида өзара көрүшкән америка пирезиденти байдин билән йапонийә баш вәзири фумийо кишида шималий корейәниң қитәләр ара башқурулидиған бомба синиқини әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر