украинада җенидин айрилған балиларниң сани ашмақта
украинада русийә армийәсиниң һуҗумлирида 208 кичик бала җенидин айрилди, 376 кичик бала йариланди.
1815730
түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиш мәһкимиси русийәниң бомбардиманлрида җенидин айрилған кичик балиларниң сани тоғрисида байанат елан қилди.
байанатта, русийә уруш башлиған 24-феварлдин (2022) бүгүнгичә 208 кичик балиниң җенидин айрилғанлиқи, 376 кичик балиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта йәнә, русийәниң бомбардиманлирида 1 миң 141 мәктәпниң еғир вәйранчилиққа учриғанлиқи, буларниң ичидә 99 мәктәпниң пүтүнләй вәйран болғанлиқи билдүрүлди.