мисир алий сот мәһкимиси ихван рәһбәрлик кеңиши башлиқини  муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди

мисир алий сот мәһкимиси мусулман қериндашлар тәшкилати (ихван) рәһбәрлик кеңишиниң башлиқи муһәммәд бадийни 2013-йили сәид портида йүз бәргән зораванлиқ вәқәсигә четишлиқ чиқирилған сотта муддәтсиз қамақ җазаси (25 йиллиқ) ға һөкүм қилди.

1815945
мисир алий сот мәһкимиси ихван рәһбәрлик кеңиши башлиқини  муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир рәсмий хәвәр агенлиқи «MENA» ниң хәвиригә асасланғанда, алий сот 2013- йилдики зораванлиққа четишлиқ һалда 2020-йили 9-айда порт сәид җинайи ишлар сот мәһкимисидә көрүлгән делоға алақидар ахириқи қарарини елан қилған.  

алий сот мусулман қериндашлар тәшкилати (ихван) рәһбәрлик кеңишиниң рәиси муһәммәд бадийдин башқа йәнә, азадлиқ вә адаләт партийәсиниң баш катипи муһәммәд әл билтачи билән ихван рәһбәрлиридин сафвәт һиҗазиға берилгән муддәтсиз қамақ җазасиниму тәстиқлиған.

алий сот  йәнә мәзкур делода наразилиқ әрзи сунған 6 җавабкарға 15 йиллиқ қамақ җазаси, бир җавабкарға 3 йиллиқ қамақ җазаси беришни тәстиқлиғандин сирт, 59 җавабкарниң ақлинип қойуп берилишини қарар қилған.

порт сәид җинайи ишлар сот мәһкимиси 2020-йили 9-айда қайта сотланған делода җавабкарларни қайтидин охшаш җазаға һөкүм қилған болуп, җавабкарларму иккинчи вә ахирқи қетим алий сотқа әрз сунған иди.

сот мәһкимиси җавабкарларни 2013-йили 8-айда сәид портида  йүз бәргән зораванлиқ вәқәлирини күшкүртүш билән әйиблигән болуп,  алий сот мәһкимиси 2013 – йили  7-айда , «хамасқа җасуслуқ қилиш» делосида сотланған муһәммәд бадийниму өз ичигә алған 15 кишини 7 йилдин 25 йилғичә (муддәтсиз) қамақ җазаси беришкә һөкүм қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر