йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи украинада зийарәттә болди

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлес мичел русийә билән 24 – февралдин буйан уруш қиливатқан украинаниң пайтәхти кийевда зийарәттә болди.

1815002
йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи украинада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: мичел, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, илгири мәлумат бәрмигән кийев зийарити һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бүгүн мән кийевдимән. дәрвәқә, кийев әркин вә демократик йавропаниң йүрики һесаблиниду.»

пойиз истансисида украина даирилири тәрипидин қарши елиниватқан көрүнүшлирини аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә һәмбәһирлигән мичелниң, украина пирезиденти владимир зелениски билән көрүүшүши күтүлмәктә.

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен  билән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борелму 8 – апрел күни кийевда зийарәттә болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر