путин шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

русийә пирезиденти виладимир путин сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән телефонда көрүшти.

1813276
путин шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: (русийә пирезидентлиқ мәһкимиси) кремил сарийиниң байанатиға асасланғанда, телефон сөһбитидә, нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати (OPEC) вә опек сиртидики нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрдин тәркиб тапқан OPEC + гурупписи тәрипидин иҗра қилиниватқан һәмкарлиқ музакирә қилинған  һәмдә бу һәмкарлиққа қарита баһалаш елип берилған.

сөһбәттә, тәрәпләр русийә қисимлири 24-февралда һуҗум  башлиған украинадин башқа йәнә, йәмәнниң вәзийитиниму музакириләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر